түркийә - гиретсийә мудапиә министирлири «ишәнч турғузуш тәдбирлири» тоғрисида сөзләшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири йашар гүләр гиретсийә дөләт мудапиә министири никос дендиас билән «ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғинлири»ни әслигә кәлтүрүш тоғрисида сөзләшти.

2007631
түркийә - гиретсийә мудапиә министирлири «ишәнч турғузуш тәдбирлири» тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири йашар гүләр гиретсийә дөләт мудапиә министири никос дендиас билән «ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғинлири»ни әслигә кәлтүрүш вә буниңға мунасивәтлик тәпсилатларни шималий атлантик әһди тәшкилати — нато вилнйус башлиқлар йиғини мәзгилидә музакирә қилиш тоғрисида келишти.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, министир гуләрниң гиретсийәлик мәнсәпдиши дендиас блән телефонлашқанлиқини, икки министирниң бир- бириниң йеңи вәзиписини тәбриклигәнлики вә өзара мувәппәқийәт тиләшкәнликини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, телефон сөһбити җәрйанида, икки дөләт мунасивитидики иҗабий күнтәртипни давамлаштуруш вә сөһбәт қаналлириниң очуқ болушиниң муһимлиқи тәкитләнгән.

ундин башқа, министир гуләр билән министир дендиас 11-, 12- ийул күнлири литваниң пайтәхти вилнйуста өткүзүлүши пиланлиниватқан нато башлиқлар йиғини мәзгилидә ишәнчни турғузуш тәдбирлири йиғинини әслигә кәлтүрүш вә униңға мунасивәтлик тәпсилатларни музакирә қилиш тоғрисида бирдәклик һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر