ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди
ирақниң шималида давамлишиватқан «пәнчә қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, ирақниң шималидики «пәнчә қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчиниң түркийә қисимлири тәрипидин бир тәрәп қилинғанлиқи, п к к ға аит көп санда оқ – дориларниң қолға чүшүрүлгәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «ирақниң шималида мувәппәқийәтлик давамлишиватқан ‹пәнчә қулуп› һәрбий һәрикити арқилиқ террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қиливатқан қәһриман қисимлиримиз бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчини бир тәрәп қилди. районда елип бериливатқан ахтуруш – тәкшүрүш паалийәтлири давамидиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға аит нурғун оқ-дорилар қолға чүшүрүлди.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сүрийә вә ирақниң шималида 17 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақ вә сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 17 террорчи бир тәрәп қилинди.