ички ишлар министири әли йәрликайа террорлуққа күрәш һәққидә учур һәмбәһирлиди

ички ишлар министири әли йәрликайа ширнакниң бәстләр дәрәләр районида икки террорчиниң биртәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

2007269
ички ишлар министири әли йәрликайа террорлуққа күрәш һәққидә учур һәмбәһирлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министири әли йәрликайа иҗтимаий алақә адресидики йазмисида, бәстләр дәрәләр районида <ATAK> вә қораллиқ учқучисиз айропилан <J-SİHA> ишқа селийнған  бир һәрбий һәрикәтниң елип берилғанлиқини уқтурди.  

әли йәрликайа һәрикәттә икки террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрүп: «террорчиларниң 7-ийунда сийирт-первари доғанкөй йезилирида бир жандарма хадимимизни шеһит қилип, йәнә бир жандарма хадимимизни йариландурғанлиқи ениқланди. (террорчиларни бир тәрәп қилиш үчүн) бу һәрикәтни әмәлгә ашурған қәһриман жандармимизни тәбрикләймән. әзиз хәлқимиз силәрдин пәхирлиниду. террорлуқ пүтүнләй йоқитилғичә күришимиз давамлишиду» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر