әрдоған  телефон дипломатийәсини давамлаштурди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бәзи дөләтләрниң рәһбәрлири билән телефонда көрүшти.

2005182
әрдоған  телефон дипломатийәсини давамлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, қазақистан пирезиденти қасим җомәрт тоқайев, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев, әрәб бирләшмә хәлипилики рәиси муһәммәд бин зайид әннәһйан, сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд, алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун қатарлиқ рәһбәрләр билән айрим - айрим һалда телефонда көрүшти.

телефон сөһбәтлиридә, рәһбәрләр өзара бир – бириниң қурбан һейтини тәбриклиди, қурбан һейтниң түрк дунйаси вә ислам дунйасини өз ичигә алған пүткүл инсанийәт дунйасиға тинчлиқ,  бәхт - саадәт вә бәрикәт елип келишигә тиләкдашлиқ билдүрди.

җумһур рәис әрдоған қазақистан пирезиденти қасим җомәрт тоқайев билән елип барған телефон сөһбитидә, қазақистанниң абай районида йүз бәргән орман от апәтлиридин  толиму әпсуслинидиғанлиқини әскәртти, һәмдә түркийәниң бу районда елип берилидиған хизмәтләргә тегишлик йардәмләрни беришкә тәййар икәнликини билдүрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев билән елип барған телефон сөһбитидә, 9 – ийул күни өткүзүлидиған пирезидент сайлимида мирзийойевға мувәппәқийәт тилиди, һәмдә униңға  3 – нөвәтлик истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғининиң дәрһал чақирилишини үмид қилидиғанлиқлирини ейтти.

әрдоған сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд билән елип барған телефон сөһбитидә, сомалида сийасий йаришиш вә тинчлиқ орнитиш мусаписини йеқиндин көзитиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «силәрни давамлиқ қоллаймиз.»

җумһур рәис әрдоған алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун билән елип барған телефон сөһбитидә, истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңишиниң ахирқи қетимлиқ йиғинида чиқирилған қарарларни әмәлийләштүрүш җәрйанини йеқиндин көзитиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «биз силәрни давамлиқ қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر