әрдоған пакистан баш министири билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған пакистан баш министири шаһбаз шериф билән телефонда көрүшти.

2005134
әрдоған пакистан баш министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәр телефон сөһбитидә өзара бир – бириниң қурбан һейтини тәбриклигән, һәмдә қурбан һейтниң ислам дунйасини өз ичигә алған пүткүл инсанийәт дунйаси үчүн тинчлиқ, хатирҗәмлик вә бәрикәт елип келишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүргән.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған келәр қетимлиқ истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғинини келишимгә асасән пакистанда әң мувапиқ вақитта өткүзүшни халайдиғанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر