әрдоған иран чеграсидики әскәрләрниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған иран чеграсидики «тәндүрәк һәрбий базиси» да вәзипә өтәватқан түркийә қораллиқ қисимлириниң «қурбан һейт» тини тәбриклиди.

2004521
әрдоған иран чеграсидики әскәрләрниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министири әли йәрлиқайа ван зийарити даирисидә иран чеграсидики «тәндүрәк һәрбий базиси» да вәзипә өтәватқан түркийә қораллиқ қисимлири билән бир йәргә җәм болди.

у һәрбий базидики әскәрләр билән бир мәзгил сөһбәтләшкәндин кейин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән телефонда көрүшти, һәмдә әрдоғанға зийарити һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, әрдоғанниң «қурбан һейт» тини тәбриклиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму әли йәрлиқайаниң телефони арқилиқ әскәрләргә хитаб қилип, уларниң «қурбан һейт» тини тәбрикләп мундақ деди: «ишинимәнки, бу хил һәрбий базиниң қурулуши терроризмға қарши күришимизни техиму утуқлуқ қилиду. дәрвәқә силәр дөлитимизниң бихәтәрлик килапани һесаблинисиләр.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر