түркийә йәһудий көчмәнләрниң қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишини әйиблиди

түркийә йәһудий көчмәнләрниң исраилийә ишғалийитидики пәләстинниң уриф шәһиридики бир мәсчиткә бастуруп кирип, қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишини әйиблиди.

2003482
түркийә йәһудий көчмәнләрниң қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йәһудий көчмәнләрниң ишғалийәт астидики пәләстин земинлирида садир қиливатқан һуҗумлири һәққидә йазма байанат елан қилди.

түркийәниң йеқиндин буйан қайтидин күчийишкә башлиған ғәрбий қирғақ (ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи)тики җиддий вәзийәттин әндишә қиливатқанлиқиға ишарәт қилинған байанатта мундақ дейилди:

«биз бир топ йәһудий көчмәнниң исраилийә ишғалийити астидики пәләстинниң уриф шәһиридики бир мәсчиткә кирип, муқәддәс китабимиз қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишиға ләнәт ейтимиз. бу қобул қилиш мумкин болмайдиған өчмәнлик җинайитини садир қилғучиларниң әң қисқа вақит ичидә қанунниң бир тәрәп қилишиға тапшурулушини үмид қилимиз. йәнә көчмән йәһудийларниң ғәрбий қирғақниң һәр қайси җайлиридики һуҗумлири вә исраилийә әскәрлириниң пәләстин пуқралирини өлтүрүш қилмишлириниму қаттиқ әйибләймиз.

ишғал қиливелинған пәләстин земинлирида йәһудий көчмәнләрниң пәләстин хәлқигә, ибадәтханилириға, өй - макан вә мал - мүлүклиригә қиливатқан барлиқ һуҗумлириниң шундақла ислам дүшмәнликини өз ичигә алған өчмәнлик җинайәтлириниң алдиниң елинишиниң, исраилийә дөлитиниң хәлқара қанунда көрситилгән мәҗбурийити икәнликини йәнә бир қетим тәкитләймиз».



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر