миллий истихбарат идариси террорчилар каттибашлиридин бирини йоқатти

түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси — MIT сүрийәниң шималидики қамишлиқи районида террорчилар каттибашлиридин абдурраһман чадирҗини уҗуқтурди.

2003563
миллий истихбарат идариси террорчилар каттибашлиридин бирини йоқатти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси — MIT сүрийәниң шималидики қамишлиқи районида хәлқара сақчи тәшкилати — интерпол тәрипидин үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / к җ к ниң аталмиш иҗраийә кеңиши әзаси абдурраһман чадирҗини уҗуқтурди.

п к к / к җ к ниң аталмиш иҗраийә кеңиши әзаси болған мәзгилидә «әсәд фарашин», униңдин илгири йавропа мәсули болған мәзгилидә «әсәд йавропа» дегәндәк йалған исимларни ишләткән террорчи, миллий истихбарат идарисиниң зәрбә обйектлири тизимликигә киргүзүлгәниди.

түркийәниң тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң қизил рәңлик категорийәсидики террорчи абдурраһман чадирҗини интерполму қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирип издәватқан иди؛ түркийә миллий истихбарат идариси чадирҗиниң сүрийәдә икәнликини ениқлиғандин кейин, алақидар хизмәтләрни күчәйтти вә мувапиқ пәйттә зәрбә бериш һәрикити елип берип уҗуқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر