түркийә һава йоллири ширкити италийә сәпәрлирини бикар қилди

түркийә һава йоллири ширкити италийәдики аш ташлаш сәвәбидин бүгүн  милан вә бергамо шәһәрлиридин истанбулға қаритилған бәзи айропилан сәпәрлириниң бикар қилинғанлиқини билдүрди.

2001763
түркийә һава йоллири ширкити италийә сәпәрлирини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити ахбарат васитилири ишханисиниң билдүрүшичә, италийәдики иш ташлаш сәвәбидин бүгүн (20-ийун) милан вә бергамо шәһәрлиридин истанбулға қаритилған бәзи айропилан сәпәрлири бикар қилинған.

буниңға асасән, бүгүн «TK 1873 истанбул-милан», «TK 1874 милан-истанбул», «TK 1895 истанбул-милан», «TK 1896 милан-истанбул» нөвәтчи айропиланлири қатнимайдикән. шундақла  анадолужетниң «TK 7794 сабиһа гөкчән-истанбул -бергамо» вә « TK 779 бергамо - сабиһа гөкчән» нөвәтчи айропиланлириму қатнимайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر