әрдоған 2022-2023-йиллиқ оқуш йилиниң ахирлашқанлиқини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2022-2023-йиллиқ оқуш йилиниң ахирлашқанлиқи мунасивити билән учур елан қилди.

2000762
әрдоған 2022-2023-йиллиқ оқуш йилиниң ахирлашқанлиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәаис рәҗәп таййип әрдоған твиттер адресида 2022-2023-йиллиқ оқуш йилиниң ахирлашқанлиқи мунасивити билән учур һәмбәһирлиди.

у учурида мудақ деди:

«мән бүгүн (16ийун) дәрс нәтиҗилириниң хушаллиқини йашиған барлиқ пәрзәнтлиримизни, барлиқ оқуғучилиримизни вә уларниң қиммәтлик аилилирини тәбрикләймән. әвладлиримизни вәтинигә, хәлқигә вә инсанийәткә пайдилиқ шәхс қилип йетиштүргән һөрмәтлик оқутқучилиримизға, әҗри вә көрсәткән пидакарлиқлири үчүн рәһмәт ейтимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر