әрдоған берлоскони үчүн тәзийә байанати елан қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 86 йешида вапат болған италийәниң сабиқ баш министири силвийо берлоскони үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1999070
әрдоған берлоскони үчүн тәзийә байанати елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә түркчә вә италйанчә елан қилған тәзийә байанатида мундақ деди: «қәдирлик достум силивийо берлоскониниң вапатидин чоңқур қайғурдум, униң билән узун йил биллә ишлигәнидуқ.»

рәҗәп таййип әрдоған пүткүл италийә хәлқигә тәзийә билдүрди, берлоскониниң аилисидикилиригә вә йеқин – йоруқлириға чин көңлидин һесдашлиқ билдүрди.

әрдоған байанатида, берлоскони билән биллә чүшкән хатирә сүрәтләргиму орун бәрди.

италийәниң сабиқ баш министири, оң қанат бирләшмә һөкүмитиниң шерики форза италийә партийәси рәһбири силоийо берлоскони түнүгүн (12-ийун) аләмдин өткәниди.

йеқиндин буйан еғир кесл болуп йетип қалған берлоскони 4-айниң 5-күнидин 5-айниң 19-күнигичә сан раффалеле дохтурханисида созулма характерлик ақ қан кесили билән мунасивәтлик өпкә йаллуғи сәвәбидин даваланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر