түркийә - финландийә - шиветсийә - нато төт тәрәп йиғини әнқәрәдә ечилиду

түркийә, финландийә вә шиветсийәниң даимий бирләшмә механизминиң төтинчи нөвәтлик йиғини пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлиду.

1998797
түркийә - финландийә - шиветсийә - нато төт тәрәп йиғини әнқәрәдә ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, түркийә, финландийә, шиветсийә вә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато вәкилләр өмикиниң <үч тәрәп келишими>ниң роһиға асасән қурулған даимий бирләшмә механизмниң төтинчи нөвәтлик йиғининиң, җумһур рәис әрдоғанниң баш мәслиһәтчиси баш әлчи акиф чағатай қиличниң саһибханлиқида 2023 – йили 14 – ийун түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлидиғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, йиғинда нато өмикигә нато баш катип кабинети башлиқи стйан җенсен, шиветсийә өмикигә шиветсийә ташқи ишлар министирлиқи дөләт ишлири катипи баш әлчи йан кнутсон, финландийә өмкигә даимий дөләт ишлири катипи җукка саловара қатарлиқлар рийасәтчилик қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر