түркийә чиңдуда консулхана ачти

түркийә хитайниң ғәрбий җәнубидики сичүән өлкисиниң чиңду шәһиридә консулхана ачти.

1999209
түркийә чиңдуда консулхана ачти

түркийә авази радийоси хәвири: консулханиниң ечилиш мунасивити биләнчиңду шәһиридики шаңри ла меһманханисида түрк вә хитай әмәлдарларниң иштирак қилиши билән мурасим өткүзүлүп зийапәт берилди.

түркийәниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси исмаил һаққи муса мурасимда қилған сөзидә, чиңдуда ечилған консулханиниң бейҗиңдики әлчиханиси, шаңхәй, хоңкоң, вә гуаңҗудики консулханилардин кейин барлиққа кәлгән түркийәниң хитайдики бәшинчи дипломатик орни икәнликини ейтти.

у, консулханиниң хитайниң оттура вә ғәрбидики шичүән өлкисиниң сиртидики чуңчиң билән техиму җәнубидики гуйҗу өлксини өз ичигә алидиған кәң районға мулазимәт қилидиғанлиқини қәйт қилди.

түркийәниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси муса, чиңдудики консулханиниң ечилишиниң икки дөләтниң өзара мунасивәтни күчәйтиш йолидики әтраплиқ вә узун муддәтлик тонушини әкс әттүрүп беридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر