анталйа айродуруми учуш нисбити әң йуқири айродурум болди

анталйа айродуруми бу йил йилниң дәсләпки 6 ейида учуш нисбити әң йуқири айродурум болди

1998521
анталйа айродуруми учуш нисбити әң йуқири айродурум болди

түркийә авази радийоси хәвири: анталйада сайаһәтчилик саһәсиниң җанлинишиға әгишип һава қатнишииму җанлинип кәтти.

дөләтлик айродурумларни башқуруш баш идарисиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, анталйа айродуруми 10-ийун шәнбә күни айропилан қатнишида йеңи рекорт йаратқан.

анталйа айродурумида бу йилниң алдинқи 6 ейида ички линийәләрдә 116, ташқи линийәләрдә 954  болуп, җәмий 1070 айропилан қатниши  ишқа ашурулған.

10-ийун күни анталйа айродуруми ички – ташқи линийәләрдә җәмий 182 миң 113 меһманни күтүвалған. шуниң билән, анталйа айродуруми һава қатниши бу йилниң дәсләпки 6 ейи ичидә әң йүксәк сәвийәгә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر