түркийә қазақистанға тәзийә билдүрди

түркийә қазақистанниң абай районида йүз бәргән от апитидә 14 бағ-орман көкәртиш ишчисиниң қаза қилғанлиқи мунасивити билән қазақистан һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүрди.

1998417
түркийә қазақистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатида, әнқәрәниң  қазақистанниң абай районида йүз бәргән от апитидә 14 бағ-орман көкәртиш ишчисиниң өлүп кәткәнликидин  толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «от апитидә һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға, достанә һәм қериндаш дөләт қазақистан һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر