12 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 12 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

1998433
12 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г сүрийәниң  шималидики «фират қалқини» һәрбий һәрикити райониға җайлашқан «җибрин» һәрбий базиси билән килистики «өнҗүпинар» сақчиханисиға бирла вақитта минамйот арқилиқ таҗавуз қилған.

байанатта, таҗавуз  әснасида бәхткә йариша һәрбий база билән сақчиханида йарилиниш әһвали вә маддий зийан көрүлмигәнлики тәкитлинип мундақ дейилгән: «террорчиларниң туруватқан җайлири ениқлап чиқилғандин кейин, қисимлиримиз дәрһал һәрикәткә өтүп, террорчиларға тегишлик җаваб қайтурди. дәсләпки мәлуматларға қариғанда, бу җәрйанда  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң аталмиш икки каттибешиниму өз ичигә алған 7 террорчи  бир тәрәп қилинди, аталмиш бир қараргаһ  йәр билән йәксан қиливетилди. террорчиларниң һуҗум тәшәббуслирини һечқачан җаваб қалдурмиған қәһриман қисимлиримиз террорчиларға аит көплигән нишанларға әҗәллик зәрбә бәрмәктә.»

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, қануний қоғдиниш һуҗумлири давамида йәнә 5 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи, шуниң билән, бир тәрәп қилинған террорчилар сининиң 12 гә йәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر