әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики әмири билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики әмири муһәммәд бин зәйид әл нәһйан билән көрүшти.

1998064
әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики әмири билән көрүшти
al nahyan-erdogan-togg1.jpg
al nahyan-erdogan-togg.jpg
al nahyan-erdogan.jpg

түркийә авази радйоси хәвири:  җумһур рәис әрдоған истанбулдики ататүрк айродоромида муһәммәд бин зәйид әл нәһйанни қарши алди.

әрдоған билән зәйд әл нәһйан қарши елиш мурасими җәрйанида түркийәниң тунҗи йәрлик вә миллий аптомобили <тогг>ни әтраплиқ көздин кәчүрди.

икки дөләт рәиси андин ататүрк айродроми дөләт меһманханисида ахбаратқа йепиқ һалда музакирә өткүзди.

муһәммәд бин зәйид әл нәһйан иҗтимаий алақә торида учришиш һәққидә түркчә учур һәмбәһирлиди.

әл нәһйан тивиттер һесабидики йазмисида, «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән истанбулда көрүшкәнликимдин интайин хушал болдум. икки дөләтниң истратегийәлик мунасивитини күчәйтиш вә  иқтисадий һәмкарлиқини илгири сүрүшни музакирә қилдуқ. әрәб бирләшмә хәлипилики районда вә дунйада тинчлиқни вә параванлиқни қоллап қувәтләш үчүн достлири билән болған һәмкарлиқни чоңқурлаштурушқа көңүл бөлмәктә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر