дөләт хәвпсизлик кеңиши түркийә әсиридики бихәтәрлик тоғрисида хитабнамә елан қилди

дөләт хәвпсизлик кеңиши (MGK) түркийә әсириниң башланғанлиқини билдүридиған йеңи дәврдә (2023), дөләтниң бихәтәрлики, тинчлиқи вә параванлиқиға капаләтлик қилиш үчүн охшаш ирадә билән қәдәм ташлинидиғанлиқини билдүрди.

1997438
дөләт хәвпсизлик кеңиши түркийә әсиридики бихәтәрлик тоғрисида хитабнамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (2023-йили 8-ийун) җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән дөләт хәвпсизлик йиғинидин кейин хитабнамә елан қилинди.

хитабнамәдә, п к к| к җ к-п й д|й п г, фәтһуллаһчи вә даеш террорлуқ тәшкилатлири қатарлиқ миллий иттипақлиқ, миллий баравәрлик һәмдә дөләтниң мәвҗутлуқиға қарита һәр хил тәһдит вә хәвп-хәтәрләргә қарши дөләт ичи вә сиртида елип берилған һәрикәтләр һәққидә кеңәшкә мәлумат сунулғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә, сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдаш вә у дөләттә узун муддәтлик тинчлиқ һәмдә муқимлиқ орнитишниң пәқәт террорлуқ тәшкилатлиридин тазилаш арқилиқ мумкин болидиғанлиқи, косовудики күнсери күчийиватқан җиддийликниң райондики назук тәңпуңлуқни бузидиған киризисқа  айлинишиниң алдини елиш мәқситидә сөһбәт вә кеңишиш мусаписи давамлишиватқан бир пәйттә, түркийәниң районни қоллишиниң әһмийити тәкитләнди.

хитабнамәдә, русийә-украина урушиниң районниң хәтирини ашуруветидиған тәсирлири үстидә муһакимәләрниң қилинғанлиқи, әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики сөһбәт мусаписидә қолға кәлтүрүлгән илгириләшләрдин мәмнунлуқ һес қилинғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә йәнә мундақ дейилди:

«судандики тоқунушқан алақидар тәрәпләр, тездин узун муддәтлик уруш тохтитишни елан қилиш арқилиқ өткүнчи басқучниң нәтиҗилирини қоғдашқа вә мәсилиләрни мурәссә йоли билән һәл қилишқа чақиримиз. түркийә суданда тинчлиқ вә муқимлиқни қолға кәлтүрүш үчүн барлиқ тиришчанлиқларни һазирғичә қилғинидәк буниңдин кейинму түрлүк шәкилдә давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر