әрдоған қәсәм берип вәзипә өтәшни башлайду

қайтидин җумһур рәисликкә сайланған рәҗәп таййип әрдоған 2028 - йилиғичә давамлишидиған йеңи дәврдики вәзиписини қәсәм берип рәсмий башлайду.

1994742
әрдоған қәсәм берип вәзипә өтәшни башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗи мурасим пайтәхт әнқәрәдики түркийә бүйүк миллий мәҗлисидә өткүзүлиду؛ әрдоған түркийә бүйүк дөләт мәҗлисидә рәсмий мурасим өткүзүлүп күтүвелиниду.

миллийәтчи (милләтчи) һәрикәт партийәси башлиқи дәвләт баһчәли түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң мувәққәт башлиқи болуш сүпити билән, алди билән җумһур рәис әрдоғанға җумһур рәислик гуваһнамисини суниду. андин әрдоған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий йиғин залида қәсәм бериду.

дунйа әллири бу мурасимға йеқиндин көңүл бөлмәктә؛ бу даиридә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг түркийәгә келип, җумһур рәис әрдоғанниң қәсәм бериш мурасимиға қатнишиду вә йуқири дәриҗилик әмәлдарлар билән муһим сөһбәтләрни өткүзиду.

мурасимға йәнә венезуела пирезиденти николас мадуро, пакистан баш министири шаһбаз шәриф, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, әрменийә баш министири никол пашинйан қатарлиқ рәһбәрләр қатнишиду؛ буниңдин башқа сомали, алҗирийә вә балқан дөләтлирму пирезидент дәриҗисидә қатнишиду. қатар баш министири ал саниниңму түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң дунйа рәһбәрлири үчүн аҗритилған йеридин орнини елиши күтүлмәктә.

җумһур рәис әрдоғанниң бәзи дөләтләргә ташқи ишлар министирлири вәкиллик қилидиған қәсәм бериш мурасимиға америка қошма иштатлириға вакалитән баш әлчи җефри флейк, русийәгә вакалитән дөләт думаси (парламенти) рәиси вйачеслав володин қатнишиду.

әрдоған түркийә бүйүк миллий мәҗлисидики қәсәм бериш мурасимидин кейин, түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа кәмал ататүркниң җәсити қойулған анитқабир (ататүрк хатирә сарийи)ға бариду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر