қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә йәнә икки террорчи тәслим болди

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә йәнә, икки террорчиниң тәслим болғанлиқини уқтурди.

1994093
қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә йәнә икки террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи, қораллиқ сақчи қисим баш қоманданлиқ иштаби вә дөләт бихәтәрлик баш идарисиниң бирликтә елип барған қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан йәнә икки террорчи дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң байанатиға қариғанда, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қечип, дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлардин бириниң аилиси, дийарбакирдики «балилирини қайтуруп келиш үчүн кечә – күндүз олтуруп намайиш өткүзүш паалийити» гә қатнишиватқан аилиләрдин бири икән.

байанатта тәкитлинишичә, қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә түркийә дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң сани 2023-йили 43 кә, «дийарбакир анилири» дин балилири билән җәм болған аилиләрниң сани болса 42 гә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر