28-майдики җумһур рәислик сайлиминиң рәсмий нәтиҗиси елан қилинди
сайлам алий комитетиниң рәиси әһмәт йәнәр җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмисиға мунасивәтлик ахирқи рәсмий нәтиҗини елан қилди.
1994050
түркийә авази радийоси хәвири: әһмәт йәнәр җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмисиниң ахирқи рәсмий нәтиҗисигә асасән, рәҗәп таййип әрдоғанниң %52.18 авазға вә кәмал киличдароғлуниң %47.82 авазға еришкәнликини елан қилди.
сайлам алий комитетиниң рәиси әһмәт йәнәр 28-майда өткүзүлгән җумһур рәислик сайлиминиң ахирқи нәтиҗисиниң елан қилиниши үчүн рәсмий гезиткә әвәткәнликини билдүрди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә ғәззәгә давамлиқ инсанпәрвәрлик йардими қилмақта
түркийәниң ғәззәгә қилған омумий инсанпәрвәрлик йардими 52 миң тоннидин ашти.