чәт әлләрдә ташланған авазлар әнқәрәгә елип келинди

түркийәдә 28-май өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмиси үчүн чәт әлләрдә ташланған авазлар пайтәхт әнқәрәгә елип келинди.

1991241
чәт әлләрдә ташланған авазлар әнқәрәгә елип келинди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлләрдә җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмиси үчүн ташланған 1 милйон 783 миң 107 аваз, түркийә һава йоллири ширкитиниң үч айропилани билән әнқәрәгә елип келинди.

ташланған авазлар алди билән йүк аптомобиллирида «аваз халтилирини йәткүзүш комитети» ниң һәмраһлиқида, қораллиқ сақчи қисимниң қоғдиши астида чәт әл сайлам комитетиға апирилди.

чәт әлләрдики сайлиғучилар тизимликигә исми киргүзүлгән сайлиғучилар 28-май әнқәрә вақти 17.00 гичә таможниларда аваз ташлийалайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر