мәвлүт чавушоғлу сергей лавров билән сүрийә мәсилисини музакириләшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән сүрийә темилиқ төт тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини һәққидә музакириләшти.

1990842
мәвлүт чавушоғлу сергей лавров билән сүрийә мәсилисини музакириләшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, чавушоғлу русийә ташқи ишлар министири лавров билән телефонда көрүшкән.

тйелефон сөһбитидә, 10-май (2023) да русийәниң пайтәхти москвада өткүзүлгән сүрийә темилиқ төт тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини музакирә қилинған.

сүрийә темилиқ төт тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғиниға, түркийә, русийә, иран вә сүрийәдики бәшшар әсәд һакимийитиниң дипломатийә министирлири қатнашқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر