хулуси ақар түнүгүн сүрийәниң шималида 19 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини билдүрди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар түнүгүн (23-май) кәчтә сүрийәниң шималида 19 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи вә алдинқи бир ай ичидә бир тәрәп қилинған террорчилар саниниң 126 гә йәткәнликини ейтти.

1989945
хулуси ақар түнүгүн сүрийәниң шималида 19 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини билдүрди

түркийә авази радйоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар қәйсәридә елан қилған байанатида, террорлуққа қарши күрәшниң қәтий ирадә билән давамлишиватқанлиқини, 85 милйон хәлқни террорлуқ балайиапитидин қутқузушта қәтий ирадигә игә икәнликини билдүрди.

хулуси ақар «террорчилар қәйәрдә болса, һуҗум нишанимиз шу йәр» дегән чүшәнчә билән күрәшлирини давамлаштуруватқанлиқлирини әскәртип, ирақ вә сүрийәниң шималида террорчилар «кирәлмәйду» дегән җайларға түркийә әскәрлириниң киргәнликини, «чиқалмайду» дегән җайларға чиққанлиқини вә террорчиларниң увилирини вәйран қилишни давамлаштуруватқанлиқини ейтти.

террорлуқ тәшкилатиниң гумран болуватқанлиқини байан қилған ақар: «2015-йили 7-айниң 24-күнидин буйан 37 миң 866 террорчи бир тәрәп қилинди. һазир террорлуқ тәшкилатиға қатнишиш нисбити нөлгә йеқинлашти, тәшкилаттин қечиш нисбити әң йуқири пәллигә чиқти» деди.

у түркийәниң ирақ вә сүрийәниң земин пүтүнлүкигә вә игилик һоқуқиға һөрмәт қилидиғанлиқини шундақла елип бериватқан һәрикәтлириниң хәлқара қанунларға толуқ мас келидиғанлиқини тәкитләп: «бир ай ичидә 126 террорчи уҗуқтурулди. түнүгүн кәчтә сүрийәниң шималида 19 террорчи бир тәрәп қилинди. терорчиларниң алдида иккила йол бар, йа тәслим болиду йаки йоқ болуп түгәйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر