баш әлчи озан җәйһун австирийә даирилиригә наразилиқ билдүрди

түркийәниң вийеннада турушлуқ баш әлчиси озан җәйһун бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ‏қоллиғучилириниң австирийәниң пайтәхти вийеннада қилған иғвагәрчиликлиригә наразилиқ билдүрди.‏

1989937
баш әлчи озан җәйһун австирийә даирилиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радйоси хәвири: түркийәниң вийеннада турушлуқ баш әлчиси озан җәйһун бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к қоллиғучилириниң австрийәниң пайтәхти вийеннада, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати исханиси җайлашқан бинаниң сиртқи темиға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған иғвагәрчилик рәсимлирини әкис әттүргәнликлиригә наразилиқ  билдүрди.

озан җәйһун байанатида, «вийеннадики хофбург сарийииниң темидин пайдилинип, түркийәдики сайламларниң тинчлиқ ичидә давамлишиватқан мусаписиға бузғунчилиқ қилиш мәқситидә елип берилған һәрикәтлири сәвәбидин австирийә даирилириға қарита керәклик инкасларни қайтурдуқ» деди.

озан җәйһун австрийә даирилириниң демократик сайламға арилишишни мәқсәт қилған бу хил һәрикәтләрни қилғанларға қарита керәклик тәдбирләрни алидиғанлиқиға, сөһбәтдашлириниң бундақ һәрикәтләрниң тәкрарлинишиға йол қоймайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر