әрдоған йашларға түркийәниң техника ишләпчиқарғучи дөләткә айлиниватқанлиқини чүшәндүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң пәқәт техника истемал қилғучи әмәс, бәлки лайиһиләйдиған, тәрәққий қилдуридиған вә ишләпчиқиридиған дөләткә айлиниватқанлиқини билдүрди.

1988703
әрдоған йашларға түркийәниң техника ишләпчиқарғучи дөләткә айлиниватқанлиқини чүшәндүрди

түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәис әрдоған тивиттер һесабидики «қәдирлик йаш қериндашлирим!» дәп башлиған йазмисида, бүгүнки күндә һәр хил сәнәт паалийәтлирини раһәт өткүзәләйдиған, хәлқаралиқ тәшкилатларни күтүвалалайдиған шундақла тәнтәрбийә, музика вә пән-техниканиң илгири һеч болуп бақмиған дәриҗидә хәлқ турмуши билән бир пүтүнлишип кәткән бир түркийәдә йашаватқанлиқини ейтти.

сани 208 гә йәткән университет билән 96 техника бағчиси, 316 лайиһиләш мәркизи вә 1249 тәтқиқат мәркизи қуруп пухта қәдәмләр билән нишаниға қарап илгириләватқанлиқини ейтти.  

әрдоған: «бир милйондин артуқ йаш риқабәтләшкән <TEKNOFEST>  арқилиқ иқтидариңларни намайан қилалайдиған вә дунйа билән риқабәтлишәләйдиған мунбәргә игимиз. миллий техника һәрикитимиз сайисида, биз пәқәт техника истемал қилғучи әмәс, бәлки лайиһиләйдиған, тәрәққий қилдуридиған вә ишләпчиқиридиған дөләткә айланмақтимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر