түркийә йәһудийларниң мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишини әйиблиди

түркийә ашқун йәһудийларниң исраилийә сақчилириниң қоғдиши астида мәсҗиди әқсаға қилған түнүгүнки һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1988459
түркийә йәһудийларниң мәсҗиди әқсаға бастуруп кириш қилмишини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «биз ашқун йәһудийларниң һәрәми шәрифтики тарихий һаләткә йәнә бир қетим хилаплиқ қилип, исраилийә сақчилириниң қоғдиши астида мәсҗиди әқсаға бесип кирип, дуа- тилавәт қилишқа урунушини күчлүк әйибләймиз» деди.

байанатта, министирлиқниң исраилийә һөкүмитигә қилған бу хил иғвагәрчилик һәрикәтлиригә йол қоймаслиқ тоғрисидики чақириқини тәкрарлайдиғанлиқи вә униң муқәддәс җайларға алақидар кона һаләтни сақлап қелиш үчүн, зөрүр тәдбирләрни  кечиктүрмәстин әстайидиллиқ билән йолға қойушини күтидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر