19 - май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байрими түркийә миқйасида тәбрикләнмәктә

түркийә җумһурийити йашлар вә тәнтәрбийә министирлиқи түркийәниң һәр қайси җайлирида паалийәтләрни уйуштуруп, йашлар һәптиси вә 19 - май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байримини қизғин тәбриклимәктә.

1988328
19 - май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байрими түркийә миқйасида тәбрикләнмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити йашлар вә тәнтәрбийә министирлиқи  йашлар һәптиси вә 19 - май ататүрк, йашлар вә тәнтәрбийә байримини хатириләш даирисидә, 5 - айниң 15 - күнидин 21 – күнигичә «йешимиз һәмишә 19» дегән тема астида һәр қайси шәһәрлик һөкүмәтләр, университетлар, пуқралар җәмийәтлири, аммиви органлар билән һәмкарлишип, мәдәнийәт, сәнәт вә тәнтәрбийә паалийәтлирини тәшкиллимәктә.

паалийәтниң бир қисми сүпитидә, түркийәниң 81 вилайитидин, шундақла шималий қибрис түрк җумһурийити вә әзәрбәйҗандин кәлгән йашлар алди билән пайтәхт әнқәрәдә учришиду.

йашлар түркийә җумһурийити йашлар вә тәнтәрбийә министирлиқи, түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) вә пирезидентлиқ мәһкимиси қатарлиқ орунларни екскурсийә қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر