траблус - истанбул оттурисида парахот деңиз қатниши башланди

ливийәниң пайтәхти траблус билән истанбул оттурисида парахот деңиз қатниши башланди.

1985489
траблус - истанбул оттурисида парахот деңиз қатниши башланди

түркийә авази радийоси хәвири: мисратә деңиз армийә понкитиниң  аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, мундақ дейилди: «<ханиш кевалай> намлиқ парахот пайтәхт траблустики әшшиаб портидин истанбулниң зәйпорт портиға қарап йолға чиқти. бу парахотниң истанбул зәйпорт лиманиға тунҗи сәпири һесаблиниду.»

байанатта, «ханиш кевалай» намлиқ парахот, йолучилар вә парахот хадимлириниң фото сүрәтлиригиму орун бериллди.

қаранфил горуһи аридин 25 йил өткәндин кейин, кевалай сайаһәтчилик гуруһи вә ливийә төмүр-полат-төмүр ширкити билән һәмкарлишип, 2021-йили 12-айниң 1-күни ливийәниң мисратә шәһири билән измир оттурисида парахот деңиз қатнишини ишқа кириштүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر