чавушоғлу москвада лавров билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу русийәниң пайтәхти москвада өткүзүлидиған «сүрийә киризиси» темилиқ ташқи ишлар министирлири йиғини һарписида, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән көрүшти.

1984806
чавушоғлу москвада лавров билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән елип барған сөһбитидә, сүрийә, украина вә кавказ районидики өзгиришләр һәққидә музакирә елип барғанлиқини қәйт қилди.

түркийә, русийә, иран вә сүрийәдики бәшшар әсәд һакимийитиниң ташқи ишлар министирлириниң «сүрийә киризиси» темилиқ йиғинида, сүрийә билән дипломатик мунасивәтләрни нормаллаштуруш һәққидә өзара пикир алмаштурулуши, терроризмға қарши күрәш, сийасий басқуч, сүрийәлик мусапирларниң өз дөлитигә ихтийари йосунда, инсаний иззәт – һөрмити қоғдалған асаста бихәтәр һалда қайтишиға капаләтлик қилишни өз ичигә алған инсанпәрвәрлик мәсилилириниң музакирә қилиниши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر