чәт әлләрдики түркийә пуқралиридин 1 милйон 785 миң 570 киши сайламға беләт ташлап болди

14-майда өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлими вә 28-нөвәтлик парламент әзалири сайлими үчүн чәт әлләрдики әлчихана-таможна еғизлирида беләт ташлиған сайлиғучиларниң сани 1 милйон 785 миң 570 гә йәтти.

1984516
чәт әлләрдики түркийә пуқралиридин 1 милйон 785 миң 570 киши сайламға беләт ташлап болди

түркийә авази радйоси хәвири: сайлам алий кеңишидин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, 27-апрел (2023) да башланған беләт ташлаш ишлири җәрйанида, чәт әлләрдики әлчихана-консулханиларда 1 милйон 662 миң 41 сайлиғучи, таможна еғизлирида 123 миң 529 сайлиғучи беләт ташлиған.

чәт әлләрдики әлчихана-консулханиларда беләт ташлаш ишлири түнүгүн (9-май) ахирлашқан. таможна еғизлирида болса, 14-май түркийә вақти саәт 17:00 гичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر