түркийә конго демократик җумһурийитигә тәзийә билдүрди

түркийә конго демократик җумһурийитидә  йүз бәргән кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1984217
түркийә конго демократик җумһурийитигә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған тәзийә байанатида, мундақ дейилди: «конго демократик җумһурийитиниң шәрқий қисмидики җәнубий кейву өлкисидә қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә йүзләрчә адәмниң һайатидин айрилғанлиқи, 8-май күниниң мәмликәт бойичә <миллий матәм күни> елан қилинғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ. кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанларниң уруқ-туғқанлириға, конго демократик җумһурийити хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз.»

конго демократик җумһурийитиниң җәнубий кейву өлкисидә 394 адәм қаза қилған кәлкүн апитидин кейин, бир күнлүк «миллий матәм» елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر