хулуси ақар қәйсәридә террорлуққа қарши муһим сөз қилди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар йеқинқи 8 күндә түркийә қораллиқ қисимлириниң 39 террорчини уҗуқтурғанлиқини ейтти.

1983447
хулуси ақар қәйсәридә террорлуққа қарши муһим сөз қилди

түркийә авази радйоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар қәйсәридики байанатида, түркийә қораллиқ қисимлириниң террорлуққа қарши күрәшни қәтий ирадә билән давамлаштуриватқанлиқини, ирақниң шималидики террорлуқ увилириниң бир-бирләп башлириға өрүп ташлиниватқанлиқини, сүрийәниң шималида қурушмақчи болған терорлуқ каридориниң йимирилгәнликини вә террорчиларниң өзлири колиған орәкләргә көүмүливатқанлиқини билдүрди.

хулуси ақар, «террорлуқ ахирлашмиди, күрәш охшаш ғәйрәт вә қәтий ирадә билән күнсери күчәйгән һалда давамлишиватиду. йеқинқи 8 күн ичидә 39 терорчи уҗуқтурулди» деди.

хулуси ақар қәйсәридики байанатида йәнә, «бизниң шанлиқ армийәмиз сүрийәниң шимали вә ирақниң шималидики мувәппәқийәтлик һәрикәтлири билән миңлиған террорчиларни биртәрәп қилди. террорчиларниң увулирини башлириға өрүп ташлап, дөлитимиз вә миллитимизниң бихәтәрликигә қәст қилмақчи болған хаинларға  <террорлуқ қәйәрдә болса, һуҗум нишанимиз шу йәрдә> дегән чүшәнчә билән еғир зәрбә бәрди. террорлуққа қарши күрәштә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлиримиз сайисида, әмдиликтә пуқралиримиз тинч вә бихәтәр йашаватқан бир түркийә мәвҗут. һазир габар терорлуқ билән әмәс, бәлки нефит записи билән тилға елинидиған болди. ширнак тәбиәт вә мәдәнийәт сайаһити билән күн тәртипкә келидиған болди. һаккариниң йайлақлири вә тағлири террорчилардин тазиланған болғачқа мана бүгүнки күндә сайаһәтчиләрни күтүвалидиған һалға кәлди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر