ақар 39 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар түркийә армийәсиниң йеқинқи 8  күн ичидә елип барған һәрбий һәрикәтлири давамида 39 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини ейтти.

1983319
ақар 39 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: министир ақар қәйсәридә бәргән байанатида, түркийә армийәсиниң терроризмға қарши күришиниң қәтий ирадә билән кәскин давамлишиватқанлиқини, бу даиридә, ирақниң шималидики террорчиларниң увилириниң бир-бирләп вәйран қиливетилгәнликини, сүрийәниң шималида қурулмақчи болған терроризм каридори пиланиниң бузуп ташланғанлиқини, террорчиларниң өзлири колиған хәндәкләргә көмүлүватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «терроризм техи ахирлашмиди.  терроризмға қарши күрәш қәтий ирадә билән кәскин давамлашмақта. түркийә армийәсиниң йеқинқи 8  күн ичидә елип барған һәрбий һәрикәтлири давамида 39 террорчи бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر