әрдоған өзигә һуҗум қилған ғәрб журналлириға наразилиқ билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дунйави күчләрниң мәшғулат аппарати болған бир қисим ғәрб гезит - журналлириниң түркийә ички сийаситиниң йөнилишини бәлгилишигә йол қоймайдиғанлиқлирини ейтти.

1983099
әрдоған өзигә һуҗум қилған ғәрб журналлириға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий алақә суписидики адресида учур һәмбәһриләп, чәт әлләрдики бәзи журналларниң өзини һуҗум нишани қилған хәвәрлиригә наразилиқ билдүрди.

у нөвәттә сийасий, дипломатик вә һәрбий һәрикәтлири арқилиқ террорлуқ тәшкилатлириниң дунйасини тарайтивәткән бир түркийә барлиқини тәкитлиди.

түркийәниң ташқи сийасәттики тәсир күчигә ишарәт қилған әрдоған, қибрис түрклири, түрк дунйаси вә балқан районидики «әвлади фатиһан» ниң һоқуқини қәтий қоғдиғанлиқини ейтти.

түркийәниң ливийә, сүрийә вә қарабағдики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишта ойниған ачқучлуқ ролини әсләп өткән әрдоған, әнқәрәниң (русийә – украина оттурисидики) әсир алмаштуруш вә ашлиқ каридори келишимлири арқилиқ районлуқ киризисләрни һәл қилишқа төһпә қошқанлиқини ейтти.

дунйави күчләрниң мәшғулат аппарати болған бир қисим ғәрб гезит – журналлириға болған наразилиқини «биз дунйави күчләрниң мәшғулат аппарати болған бир қисим журналларниң муқавилири арқилиқ ички сийаситимизниң йөнилишигә йетәкчилик қилишиға, миллий ирадимизгә бармақ ишарити қилишиға йол қоймаймиз» дегән сөзлири билән ипадилигән җумһур рәис әрдоған сөзини давамлаштуруп: «иншааллаһ, биз түркийә әсири арқилиқ дипломатик мувәппәқийәтләрни йуқири пәллигә көтүримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر