шәнтоп украина һәйитини әйиблиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң башлиқи мустафа шәнтоп қара деңиз иқтисадий һәмкарлиқ парламент мәҗлиси йиғинида, украина һәйитиниң һәрикитини әйиблиди.

1983007
шәнтоп украина һәйитини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң башлиқи мустафа шәнтоп украина вәкилләр өмикиниң русийә вәкилләр өмикиниң муавин башлиқи олга тимофева қара деңиз иқтисадий һәмкарлиқ парламент мәҗлиси (BSEC) ниң 30-йиллиқини хатириләш йиғинида сөз қиливатқанда, байрақ билән намайиш қилишқа урунғанлиқини әйиблиди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң башлиқи мустафа шәнтоп твиттер адресида учур һәмбәһрләп, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси саһибханлиқ қилған йиғинда, украина вәкиллири ичидики бәзи кишиләрниң иғвагәрчилик қилишини вә башқиларға һуҗум қилишини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

у: «мән районимиздики мәсилиләрни дийалог асасида һәл қилишни мәқсәт қилип, бизни бир йәргә җәм қилған йиғинда, мушундақ көңүлсиз вә қобул қилғили болмайдиған бир вәқәни баштин кәчүргәнликимдин қайғурдум. мән түркийә бәрпа қилмақчи болған тинчлиқ муһитини қалаймиқанлаштурған бу қилмишни әйибләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر