чавушоғлу: «түркийә сәһийә хизмәтлиридә дунйа бойичә үлгә дөләткә айланди»

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийәниң қилған хизмәтлири билән әмдиликтә сәһийә саһәси бойичә дунйаға үлгә дөләткә айланғанлиқини ейтти.

1981032
чавушоғлу: «түркийә сәһийә хизмәтлиридә дунйа бойичә үлгә дөләткә айланди»

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу анталйаниң конйаалти наһийәсидә қурулмақчи болған дөләт дохтурханисиниң ул селиш мурасимида сөзлигән тунуқида: «қилған хизмәтлиримиз билән әмдиликтә түркийә сәһийә саһәсидә дунйа бойичә үлгә дөләткә айланди» деди.

чавушоғлу дунйа сәһийә тәшкилатиниң 15 вә 16 йилдин буйан түркийәниң сәһийә системисини дунйаға үлгә көрситиватқанлиқини тилға алди. түркийәниң дунйадики һәр қайси саһәләрдикигә охшаш сәһийә саһәсидиму алдинқи қатарда туридиған дөләтләрниң бири икәнликини әскәртип, инсанларниң һечқандақ айримчилиққа учримастин биринчи дәриҗилик мулазимәттин бәһриман болуватқанлиқини ейтти.

чавушоғлу чәт әлләрдә кесәл йаки йариланған пуқраларни мәмликәткә елип келип давалинишини ишқа ашуриватқанлиқиниму әскәртип, давалиниш үчүн түркийәни таллиған чәт әлликләрниму дөләткә елип кәлгәнликини билдүрди.

чавушоғлу түркийәниң сәһийә, мурәссәчилик  вә йөткәш саһәсидә марка дөләткә айланғанлиқини әскәртип, «биз суданда нурғун охшимиған дөләт пуқралирини тарқақлаштурмақтимиз. шималий қибрис түрк җумһурийитидин кәлгән қериндашлиримиз бар иди. иншааллаһ уларни шу йәрдики дохтурлиримиз билән бирликтә тарқақлаштуримиз.  һечкишини арқида қойуп қоймаймиз» деди.

чавушоғлу түркийәниң сәһийә сайаһитидиму интайин йахши орунға игә икәнликини , болупму йәр шари характерлиқ йуқумдин кейин, түркийәниң сәһийә саһәсидики йошурун күчиниң техиму йахши намайан болғанлиқини, әрәб вә парис қолтуқи дөләтлириниңму кесәллирини түркийәгә әвәтишкә башлиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر