әрдоған путин билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путин билән билән телефонда көрүшти.

1980388
әрдоған путин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путинниң телефон сөһбитидә, түркийә – русийә мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған түнүгүн тунҗи йадро йеқилғу йәткүзүш мурасими өткүзүлгән аққуйу йадро електр истансисиға қошқан төһпислири үчүн пирезидент путинға рәһмәт ейтқан.

русийә-украина урушиға даир өзгиришләр вә ашлиқ келишимигә мунасивәтлик паалийәтләр тоғрилиқму музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, җумһур рәис әрдоған тәклипкә асасән қурулидиған хизмәт гурупписиниң васитиси арқилиқ йеңи пиланларни түзүп чиққили болидиғанлиқини қәйт қилған.

телефон сөһбити давамида сүрийәдики өзгиришләр тоғрилиқму музакирә елип берилған.

бу арилиқта, русийә президенти путин җумһур рәис әрдоғандин һал сориған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر