шәнтоп: йавропа иттипақи муһим қарарларни чиқиришта кейин қалди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп чехийә кеңәш палатасиниң милос вйстрсил билән көрүшти.

1979661
шәнтоп: йавропа иттипақи муһим қарарларни чиқиришта кейин қалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп йавропа иттипақи парламент башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған чехийә пайтәхти пирагада, кеңәш палатасиниң башлиқи милос вйстрсил билән ахбаратқа йепиқ шәкилдә көрүшти.

көрүшүштә, украина-русийә уруши, финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болуши вә йавропа иттипақиниң кеңийиш сийасити қатарлиқ темилар музакирә қилинди.

мустафа шәнтоп көрүшүштә, һалқилиқ пәйтләрдә чиқирилидиған қарарларниң муһим икәнликини, йавропа иттипақиниң районда вә дунйада йүз бәргән өзгиришләргә инкас билдүрүштә қарарсиз қелип, кейин қалғанлиқини билдүрди.

у молдова билән украинаниң йавропа иттипақиға әза болуш җәрйаниға мунасивәтлик қәдәмләрни буниңдин илгириму бесиш имканийитиниң барлиқини әскәртип, балқан райониниң йавропа иттипақиға әза болуши үчүн дәл вақтида вә үнүмлүк қарарларниң чиқирилмиғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«йавропа иттипақи техиму тез вә техиму үнүмлүк, әмма әмәлийәткә уйғун қарарларни чиқириши лазим. буниңға, түркийә билән болған мунасивәтләр өрнәк болалайду. йавропа иттипақиниң түркийә билән болған мунасивәтлири истратгейәлик қарар. бу мәсилиләрниң җәнубий қибрис рум һакимийити йаки гиретсийәниң тар даиридики нуқтиийнәзәрлиригә пида қилиниши чоң хаталиқ һесаблиниду.»

у түркийәниң украинадики урушниң балдуррақ ахирлишишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп: «балдуррақ адил болған, украина қобул қилидиған тинчлиқ капаләткә игә қилиниши керәк. биз буниң үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз» деди.

у шиветсийәниң натоға әза болуши үстидә тохталғанда, түркийәниң тәлипиниң наһайити ениқ икәнликини әскәртип, мундақ деди:

«түркийәниң тәлипи, иттипақдаш болушни халайдиған дөләтләрниң бихәтәрликигә тәһдит салған п к к|п й д террорлуқ тәшкилатлирини қоллимаслиқи. бу мәсилидә, шиветсийәдин конкрет қәдәмләрни ташлишини күтимиз, конкрет қәдәмләрни көрүшни халаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر