ақар билән фидан москвада

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән түркийә миллий истихбарат идарисиниң башлиқи һақан фидан москваға йетип барди.

1979062
ақар билән фидан москвада

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән түркийә миллий истихбарат идарисиниң башлиқи һақан фидан түркийә-русийә-сүрийә-иран дөләт мудапиә министирлири вә ахбарат башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн русийәниң пайтәхти москваға йетип барди.

игилинишичә, йиғинға, министир ақар  билән түркийә миллий истихбарат идарисиниң башлиқи һақан фидан, русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу, сүрийә дөләт мудапиә министири лейтенант генерал әли мәһмуд аббас, иран дөләт мудапиә министири биригада генерали муһәммәд риза аштийанидин сирт йәнә бу дөләтләрниң ахбарат башлиқлириму қатнишидикән.

ақар йиғин даирисидә икки тәрәплик уришишларниму елип баридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر