чавушоғлу ефийопийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу ефийопийә ташқи ишлар министири  демеке меконнен билән телефонда көрүшти.

1979003
чавушоғлу ефийопийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу ефийопийә ташқи ишлар министири демеке меконнен билән телефонда көрүшкән.

 икки министирниң телефон сөһбитидә, судандики түркийә пуқралирини тарқақлаштурушқа мунасивәтлик мәсилиләр музакирә қилинған.

 суданниң пайтәхти хартум вә башқа шәһәрләрдә 15 – апрел таң сәһәрдә судан армийәси билән тез йардәм бериш күчлири оттурисида қораллиқ тоқунушлар башланғаниди.

 

бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик йардәм ишлири маслаштуруш ишханиси судандики тоқунушларда һазирғичә кәм дегәндә 427 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини, 3700 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر