чавушоғлу: судандин аптобус билән 1490 кишини йолға салдуқ

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу судандин 1380 түркийә пуқраси вә 13 дөләттин 110 кишини аптобус билән йолға салғанлиқлирини билдүрди.

1978950
чавушоғлу: судандин аптобус билән 1490 кишини йолға салдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу суданда армийә билән тез йардәм бериш күчлири оттурисида йүз бәргән тоқунуш сәвәбидин, 1380 түркийә пуқраси вә 13 дөләттин 110 киши болуп җәмий 1490  кишини аптобус билән судандин йолға салғанлиқлирини билдүрди.

чавушоғлу түнүгүн бир телевизийә қанилида бәргән байанатида, судандики өткүнчи басқучниң узун давамлашқанлиқини, шуңа бу дөләтниң вәзийитиниң  барғансери қалаймиқанлишип кетиватқанлиқини, бу дөләттики өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини байан қилди.

министир чавушоғлу кимниң һакимийәт йүргүзүшидин қәтийнәзәр, түркийәниң судан билән изчил йахши өтүп келиватқанлиқини, бу дөләттә тоқунушлар башланған һаман җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң судан игилик һоқуқи кеңишиниң рәиси, судан армийәси қомандани генерал абдулфәттаһ әлбурһан вә судан игилик һоқуқ кеңишиниң муавин рәиси, тез йардәм бериш күчлириниң қомандани муһәммәд һәмдан дагалу билән айрим - айрим һалда телефонда көрүшүп, түркийәниң уруш тохтитиш мәсилисидики арзусини йәткүзгәнликини байан қилди.

суданда уда бир қанчә қетим уруш тохтитиш қарари чиқирилған болушиға қаримай, тоқунушларниң давамлашқанлиқини, тоқунушларниң шәһәр ичидә коча тоқунушлирииға айлинип кәткәнликини әскәрткән чавушоғлу хартумдики тоқунушларда ғайибтин кәлгән бир оқниң түркийәниң хартум әлчиханисиниң деризисигә тәгкәнликини, хартумдики йунус әмрә институти бинаси ракетамийот чүшкәнликини, әмма анчә чоң зийан көрүлмигәнликини қәйт қилди.

министир чавушоғлу судан армийәси билән тез йардәм бериш күчлири мәнсуплири оттурисида йүз бәргән тоқунушларда түркийә пуқраси қубилай дадукниң 2 йашлиқ қизи елинниң һайатидин айрилғанлиқини әскәртти.

роза һейт мунасивити билән суданда уруш тохтитиш келишимигә риайә қилинип, уруш тохтитилған һаман бу дөләттики түркийә пуқралирини тарқақлаштурушқа башлиғанлиқлирини ейтқан чавушоғлу  түркийә пуқралирини һава, деңиз вә қуруқлуқ йоллири арқилиқ тарқақлаштурушқа тиришиватқанлиқлирини, түркийә пуқралирини ефийопийә арқилиқ тарқақлаштуруш әң йахши чарә дәп қараватқанлиқлирини билдүрди.

чавушоғлу судандики түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш хизмитигә алақидар сөзлирини мундақ давамлаштурди:

«судандин 1490 адәмни аптобус билән йолға салдуқ. уларниң ичидики 640 киши ефийопийәгә йетип барди, 189 киши чеградин өтүп, әддис әбебәгә қарап йолға чиқти. пуқралримизни түркийәгә айропилан арқилиқ кәлтүрүшни пиланлаватимиз. һазир 850 киши сәпәр үстидә. әтә йәнә әгәр қалған пуқралиримиз бар болса, уларниму аптобус билән йолға салимиз. йәнә бир тәрәптин, судан портидинму 23 пуқрамиз бизгә илтимас қилди. түнүгүндин башлап улар билән телефон алақимиз үзүлүп қалғаниди. кейин улар билән тәкрар алақилаштуқ. уларни әтә кәч саәт 9 да парахот билән җиддәгә йолға салимиз. андин нөвәтчи айропиланлар билән уларни җиддәдин дөлитимизгә қайтуруп келимиз. уларниң чеградин өтүшигә қолайлиқ йаритип бериш үчүн, бүгүн ефийопийә ташқи ишлар министири демеке меконнен билән телефонда көрүштүм.»

судан муавин дипломатийә министири әли әссадиқ биләнму даим телефон алақиси қилип турувватқанлиқлирини байан қилған чавушоғлу түркийәниң қапсилип қалғанларни тарқақлаштуруш мәсилисидә бир марка икәнликини, нурғун дөләтләрниң судандики пуқралирини тарқақлаштуруш үчүн әнқәрәдин йардәм тәләп қилғанлиқини, судандин тарқақлаштурулған 1490 кишиниң ичидә 13 дөләттин 110 кишиниң барлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر