әрдоған чеграда вәзипә өтәватқан әскәрләрниң роза һейтини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған чегра линийәсидики әскәрләргә хитаб қилди вә уларниң роза һейтини тәбриклиди.

1978012
әрдоған чеграда вәзипә өтәватқан әскәрләрниң роза һейтини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар армийә баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр вә һәр қайси қисимларниң қоманданлири билән бирликтә хатайдики 8 – командир җәңчиләр қоманданлиқиға берип, әскәрләр билән көрүшти.

һейит күни әтигәндә командир җәңчиләр билән нашта қилған министир ақар, арқидин һәмраһлиқидики түркийә армийәси қоманданлири билән йиғин ачти.

җумһур рәис әрдоған ирақ вә сүрийәниң шимали билән чеградаш районларда турушлуқ әскәрләрниң қоманданлириму қатнашқан син көрүнүшлүк телефон йиғиниға телефон қилип, әскәрләргә хитаб қилди.

сөзини әскәрләрниң роза һейтини тәбрикләш билән башлиған җумһур рәис әрдоған: «биз силәрниң мәйли чегра бойлиридики, мәйли чеграниң ичи – сиртидики күрәшлириңларни һәрдаим иптихарланған һалда йад етимиз, шундақла утуқлириңларниң давамлишишини тиләймиз. шеһитлиримизгә аллаһтин рәһим – шәпқәт, йаридарлиримиз вә ғазилиримизға шипалиқлар тиләймән. нурғун һейтлар вә иншааллаһ мувәппәқийәтләргә толған кәлгүси үчүн дуа қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған һаккариниң йүксәкова райони маһйа төпилики һәрбий базисида вәзипә өтәватқан әскәрләргә қилған хитабидиму әскәрләрниң роза һейтини тәбрикләп: «силәрниң бу базилардин чиқип көрсәткән қәһриманлиқиңлар, бу террорлуқ әтритиниң бу йәрләрни макан тутушиға йол қоймиди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر