түркийә нйуйоркта 1915 - вәқәлири тоғрисида сөһбәт йиғини уйуштурди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси нйуйоркта сөһбәт йиғини уйуштурди...

1978029
түркийә нйуйоркта 1915 - вәқәлири тоғрисида сөһбәт йиғини уйуштурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси нйуйоркта сөһбәт йиғини уйуштуруп, 1915- йилдики вәқәләрниң тарихий пакитлири вә түркийәниң тарихий тезислирини хәлқара қанун даирисидә оттуриға қойди.

нйуйорктики «түркөйи»дә өткүзүлгән «һәқиқәт чақириқи: 1915 – йил вәқәлириниң тарихий пакитлири» намлиқ сөһбәт йиғиниға тарихчилар, адвокатлар, йазғучилар, журналистлар, бихәтәрлик вә ташқи сийасәт мутәхәссислири қатнашти.

сөһбәт йиғини османли империйәси дәвридә әсирләр бойичә тинч йашиған әрмән җамаитиниң салаһийити, бөлгүнчилик һәрикәтлири вә 1915- йилидики вәқәләр байан қилинған һөҗҗәтлик филимни қойуш билән башланди.

сөһбәт йиғиниға түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтунму син көрүнүшлүк телеграмма йоллиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر