түркийәниң уруш парахоти «TCG анадолу» истанбулниң сарайбурну райониға ләңгәр ташлиди

дунйаниң тунҗи қораллиқ учқучисиз айропилан тошуғучи парахоти — TCG анадолу, хәлқ билән йүз көрүшүш үчүн истанбулниң сарайбурну райониға ләңгәр ташлиди.

1975778
түркийәниң уруш парахоти «TCG анадолу» истанбулниң сарайбурну райониға ләңгәр ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: нурғун амма түркийәниң ғайәт зор парахоти —  TCG анадолуниң истанбул боғузидин өтүшини иптихарланған һалда қизиқип тамаша қилди, хатирә сүрәтләргә чүшти.

түркийәниң әң чоң уруш парахоти бүгүн (17 – апрел, түркийә вақти) 13:00 тин кейин, хәлқниң зийарәт қилишиға ечиветилиду.

узунлуқи 231 метир, кәңлики 32 метир келидиған TCG анадолу, палубисида 94 машина тошуш иқтидариға игә.

TCG анадолуниң қозғилиш райониға 10 тик учар айропилан йаки 11 қораллиқ учқучисиз һава аппарати؛ бекәт қисмиға болса, 19 тик учар айропилан йаки 30 данә қораллиқ учқучисиз һава аппарати сиғиду.

1223 хадим вәзипә өтәйдиған парахотта толуқ әслиһәләшкән бир дохтурхана билән икки оператсийә бөлүмиму бар.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар TCG анадолуниң истанбулда пуқраларниң зийарәт қилишиға ечилидиғанлиқиға, андин қарадеңизға қарап илгириләшни давамлаштуридиғанлиқиға ишарәт қилип: «түркийәниң күчини көрмигәнләр көриду, аңлимиғанлар аңлайду» деди.

игилинишичә, түркийәниң ғайәт зор парахоти 17 - апрел 13.00 дин 18.00 гичә, 18 - апрелдин 23 - апрелғичә 10.00 дин 18.00 гичә зийарәтчиләргә ечиветилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر