хулуси ақар террорчиларниң өзлири колиған орәклиригә көмүлүватқанлиқини ейтти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар террорлуқ тәшкилати п к к әзалириниң сүрийәниң шималида өзлири колиған орәклиригә көмүлүватқанлиқини шундақла ирақниң шималидики террорлуқ лагерлириниңму йәр билән йәксан қилиниватқанлиқини билдүрди.

1975657
хулуси ақар террорчиларниң өзлири колиған орәклиригә көмүлүватқанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә минитири хулуси ақар қәйсәридә пуқралар билән бир йәргә җәм болди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә күчлүк вә бүйүк түркийәгә айлиниш йолида қәтийлик билән илгириләватқанлиқлирини байан қилип, дөләтниң йүкселиши вә күчийишидики әң муһим амиллардин бирсиниң бихәтәрлик икәнликини ейтти.

хулуси ақар: «40 йилдин бери мусәлләт болған террорлуқ баласидин есил миллитимизни қутулдуруш үчүн қилишқа тегишлик һәр қандақ ишни қиливатимиз. дөләт ичи тамамланди. әмдиликтә террорчилар сүрийәниң шималида өзлири колиған орәклиригә көмүлүватиду, ирақниң шималидики террорлуқ лагерлириму йәр билән йәксан қилиниватиду. панаһҗайлири, йошурунуш орунлири вә увилири башлириға йиқиливатиду» деди.

террорчиларниң арқисида мәйли ким болушидин қәтийнәзәр, күрәшниң қәтийлик билән давамлишидиғанлиқини байан қилған хулуси ақар: «әскәрлиримиз зор қәһриманлиқ билән террорчиларға зәрбә бәрмәктә. биз террорлуқ тәшкилатиниң һазир гумран болуватқанлиқини көрүватимиз. буни тосушқа вә террорлуқ тәшкилатини нәпәс алдурушқа тиришиватқанлар бар. буниң биһудә урунуш икәнликини вә уларниң террорлуқниң йимирилишини тосуп қалалмайдиғанлиқини билиши лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر