сулайман сойлу терорлуқ тәшкилати п к к ни дөләт ичидә йилтизидин қомуруп ташлиғанлиқини ейтти

ички ишлар министири сулайман сойлу терорлуқ тәшкилати п к к ни дөләт ичидә йилтизидин қомуруп ташлиғанлиқини вә уларниң дөләткә қайта киришигә қәтий йол қоймайдиғанлиқини ейтти.

1975414
сулайман сойлу терорлуқ тәшкилати п к к ни дөләт ичидә йилтизидин қомуруп ташлиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: сулайман сойлу истанбулда қатнашқан бир программида терорлуққа қарши елип берилған мувәппәқийәтлик күрәш һәққидә тохталди. түркийәниң сийасий муқимлиқиниң илгири көп қетим бузулғанлиқини билдүрүп, террорлуқ вәқәлиридә һайатидин айрилған кишиләрдин башқа йәнә, өй, мәсчит, кутупханиларниңму көйдурулгәнлики вә өрүп ташланғанлиқини, шәһәрләрниң сода, иқтисад, сәһийә шундақла маарип һайатиға бузғунчилиқ қилинғанлиқини әскәртти.

сулайман сойлу җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң апәттин кейин шәһәрләрни әслигә кәлтүрүш биләнла чәклинип қалмиғанлиқини  тәкитләп, «(җумһур рәисимиз) шәрқтә вә шәрқий җәнубта йүз бәргән бу хил наһәқчилиқлардин кейин у йәрдики хәлқни йалғуз ташлап қоймиди. уларни тик турғузди. дөләтниң, милләтниң мәвҗутлуқини вә иллиқлиқини көпчиликкә, шундақла дөләтниң әң йирақ булуңлириғичә йәткүзүш үчүн күч чиқарди» деди.

сулайман  сойлу терорлуқтин тазиланған районлардин әмдиликтә нефит чиқирилип, иқтисадқа төһпә қошуливатқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر