хулуси ақар генерал закир һәсәновға тәзийә теләклирини йәткүзди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар әрменийә қисимлири билән йүз бәргән тоқунушта 3 нәпәр әзәрбәйҗан әскириниң шеһит болғанлиқи мунасиви билән әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәновға тәзийә теләклирини йәткүзди.

1975416
хулуси ақар генерал закир һәсәновға тәзийә теләклирини йәткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи мәсуллиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, хулуси ақар 11-апрелда әзәрбәйҗан-әрменийә чегра линийәсидә әрмәнистан қисимлири билән йүз бәргән тоқунушта 3 нәпәр әзәрбәйҗан әскириниң шеһит болғанлиқи мунасивити билән һәсәновға тәзийә мәктуби йоллиған.

ақар «қиммәтлик қеримдишим!» дәп башланған мәктубида, әзәрбәйҗан хәлқи һес қилған азабни чин қәлбидин ортақлишидиғанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ дегән:

«түркийә билән әзәрбәйҗан <бир милләт, икки дөләт> чүшәнчиси билән қайғу-һәсрәт вә хушаллиқтиму бир вә баравәрдур. һазирға қәдәр болғиниға охшаш буниңдин кейинму җан қериндишимиз әзәрбәйҗан түрклириниң һәққаний күришидә барлиқ күчимиз билән йенида болушни давамлаштуримиз.  шеһитлиримизгә аллаһтин рәһмәт теләймиз. йеқинлириниң, қериндаш әзәрбәйҗан хәлқиниң шундқла дөләт мудапиә министирлиқиниң қиммәтлик әзалириниң азабини ортақлишимиз вә тәзийә тиләклиримизни йоллаймиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر