чавушоғлу панама ташқи ишлар министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу панама ташқи ишлар министири җанайна теваний менкомо билән көрүшти.

1975413
чавушоғлу панама ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: министир чавушоғлу тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учурида, панамалиқ мәнсәпдиши менкомони истанбулда күтүвалғанлиқини билдүрди.

чавушоғлу йәр тәврәш сәвәбидин панаманиң намайан қилған  һәмкарлиқи вә қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтип: «иқтисад, қатнаш, мәдәнийәт вә маарип җәһәттики һәмкарлиқимизни музакириләштуқ. пәләстин вә украинаниң нөвәттики вәзийити күн тәртипимиздә иди» деди.

чавушоғлу йәнә, ливийә дөләт алий кеңиши рәиси халид аммар әл мишри биләнму көрүшкәнликини вә нөвәттики тәрәққийатларни музакирә қилғанлиқини һәмдә ливийәдә адил, әркин вә очуқ сайламларниң тәшкиллинишини қоллиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر