ақар: террорчиларниң лагерлирини  йәр билән йәксан қиливетиш ирадимиз қәтий

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар ирақниң шималидики террорчиларниң лагерлирини йәр билән йәксан қиливетиш ирадилириниң қәтийликини ейтти.

1975198
ақар: террорчиларниң лагерлирини  йәр билән йәксан қиливетиш ирадимиз қәтий

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар түркийәниң қәйсәри вилайитидә өткүзүлгән бир мурасимда қилған сөзидә, терроризмға қарши күрәшниң дөләт ичи - сиртида мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «ирақниң шималидики террорчиларниң лагерлирини йәр билән йәксан қиливетиш ирадимиз қәтийдур. башқилар бу террорчиларға мәйли тик учар бәрсун, мәйли айропилан, қорал – йарағ бәрсун йаки пул бәрсун, бу террорчиларни қоллаватқанларниң ким болушидин қәтийнәзәр, 85 милйон хәлқимиз вә чегралиримизниң бихәтәрликини капаләт астиға алғанға қәдәр, уда 40 йилдин буйан әзиз хәлқимизгә мусәлләт болуватқан бу балайиапәттин хәлқимизни халас тапқузғанға қәдәр терроризмға қарши күришимизни қәтий давамлаштуримиз. бу һәқтә бизни һечким тосийалмайду.»

министир ақар түркийә армийәсиниң сүрийәниң шималида террорчилар каридори бәрпа қилиш пиланини битчит қилғанлиқини вә терорчиларни өзлири колиған хәндәкләргә көмгәнликини әскәртип мундақ деди: ««бизниң һечкимниң диний, миллий йаки мәзһәп характерлик кимлики билән һечқандақ мәсилимиз йоқ. бизниң бирдинбир зәрбә бериш нишанимиз терорчилардур, бу нишанимизға асасән, терорчилар қәйәрдә болса, бизниң зәрбә бериш нишанимизму шу йәр болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر